әнқәрә норвегийә пуқралириниң кимлик картиси билән түркийәгә кирәлишидики сәвәбкә изаһат бәрди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, норвегийә пуқралириниң шәхсий учурлири киргүзүлгән өзәклик кимлики билән түркийәгә киришиниң вақитлиқ күчкә игә икәнликини уқтурди.

1845114
әнқәрә норвегийә пуқралириниң кимлик картиси билән түркийәгә кирәлишидики сәвәбкә изаһат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси, баш әлчи танҗу билгич, норвегийә пуқралириниң кимлик картиси билән түркийәгә кирәләйдиғанлиқи тоғрисидики соалға йазма шәкилдә җаваб бәрди.

норвегийә ташқи ишлар министири анникен хуйтфелдтниң бу һәптә ишқа ашурған түркийә зийарити җәрйанида һечқандақ келишим имзаланмиғанлиқини тәкитлигән билгич, «норвегийә пуқралири дунйадики өзәк киризиси сәвәбидин паспортлириниң муддитини узарталмиғанлиқи, шундақла бизниң сайаһәт саһәмизниң тәләплирини нәзәрдә тутуп, норвегийәликләрниң бу йил сайаһәт пәслидә дөлитимизгә келишлирини капаләтләндүрүш үчүн бу вақитлиқ түзүм йолға қойулди. бу вақитлиқ бәлгилимигә асасән, норвегийә пуқралири алтә йерим ай бойичә шәхсий учурлири кирзүлгән өзәклик кимлик билән түркийәдә сайаһәт қилалайду» деди.

билгич, бәлгиләнгән муддәт ахирлашқандин кейин норвегийә пуқралириниң пәқәт паспортлири биләнла түркийәгә кирәләйдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر