әрдоған: түркийәниң експортини 243 милйард долларға йәткүздуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң експортини 243 милйард долларға йәткүзгәнликлирини вә бу нисбәтни һәр ай өстүридиғанлиқлирини ейтти.

1842347
әрдоған: түркийәниң експортини 243 милйард долларға йәткүздуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулдики хәлиҗ қурултай мәркизидә өткүзүлгән «29 – нөвәтлик түркийә екиспортчилар мәҗлиси пәвқуладдә омумий кеңиши» йиғини вә «експорт чемпийонлирини мукапатлаш мурасими» ға қатнашти.

у бу йәрдә қилған сөзидә мундақ деди: «експортниң чемпийонлири сүпитидә мукапатқа лайиқ көрүлгән ширкәтлиримиз вә карханичилиримизни чин дилимдин тәбрикләймән. експортимизни 243 милйард долларға йәткүздуқ. худайим буйриса, бу нисбәтни һәр ай өстүримиз. 217 дөләт вә районға қилған експорт билән байриқимиз һәммә йәрдә ләпилдәйдиған бир дөләткә айландуқ.»

түркийәниң 2022 – йилниң дәсләпки чарикидики тәрәққийатиниң йеримиға йеқин қисмини експортниң тәшкил қилидиғанлиқини әскәрткән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мундақ деди: «бу мәнзирә, дөлитимизни селинма, ишқа орунлишиш, ишләпчиқириш, експорт вә ешинча мәһсулатлар билән тәрәққий қилдуруш нишаниға қарап пухта қәдәм ташлаватқанлиқимизниң испатидур.»

ишләпчиқириш иқтидарини ашуруш вә йеңи селинма қатарлиқ усуллар арқилиқ ишләпчиқиришни ашурушни халайдиғанлар тәрәптә туридиғанлиқлирини тәкитлигән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан терроризмға қарши күрәш тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әң еғир зәрбиләрни бәрдуқ. дөлитимизни қоршавға елиш урунушлирини мәғлуб қилдуқ. чегра линийәлиримизниң сиртидин бизни хатирҗәмсиз қилишқа урунғанлар ким болушидин қәтийнәзәр, шу йәргә беришқа тәййармиз, дедуқ. нөвәттә ирақта елип бериливатқан ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити арқилиқ террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қиливетишни давамлаштуруватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر