шанлиурфада чегра линийәсидә бир террорчи қолға чүшти

шанлиурфа вилайитиниң ақчақәлә наһийәсидики чегра линийәсидә сүрийәдин түркийәгә киришкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  мәнсуби бир террорчи қолға чүшти.

1842382
шанлиурфада чегра линийәсидә бир террорчи қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик күчлири әтрәтлири, бир террорчиниң сүрийәдин түркийәгә кирмәкчи болғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти, андин бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси икәнлики ениқлап чиқилған террорчини чегра линийәсидә қолға чүшүрди.

мәзкур террорчи, саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлгән кейин, сораққа тартилиш үчүн наһийәлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиға тапшуруп берилди.

ирақниң шималида давамлишиватқан «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «террорчилар қәйәрдә болушидин қәтий нәзәр, зәрбә бериш нишанидин қечип қутулалмайду. армийәмиз, террорчиларға қарши күришини кәскин давамлаштурмақта. ирақниң шималида мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر