ширнакта «17-әрән қоршав» һәрикити башланди

ширнакта 574 нәпәр хадимниң қатнишиши астида «17-әрән қоршав шеһит жандарма лейтенант исмаил җан ақдеңиз-2 һәрбий һәрикити» башланди.

1842169
ширнакта «17-әрән қоршав» һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи ширнакта һәрбий һәрикәт башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «п к к террорлуқ тәшкилатини дөләт күнтәртипидин чиқириш, районда байқалған террористларни йоқитиш мәқситидә, <17-әрән қоршав шеһит жандарма лейтенант исмаил җан ақдеңиз-2 һәрбий һәрикити> башланди» дейилди.

байанатта, 574 һәрбий хадимдин тәркип тапқан 41 әтрәтниң һәрикәткә қатнашқанлиқи қәйт қилинди.

мәмликәттә террорлуқни пүтүнләй йоқитиш үчүн башланған «әрән қоршав» һәрбий һәрикәтлири, хәлқимизниң күчлүк қоллиши астида йүксәк етиқад вә қәий ирадә билән мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر