й т б чәт әлләрдики түркләргә қаритилған һуҗумлар тоғрисидики доклатини елан қилди

2021 - йили чәт әлләрдә түркләр вә уларниң мәнпәәтлиригә қарши 316 қетим һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики ениқланди.

1841488
й т б чәт әлләрдики түркләргә қаритилған һуҗумлар тоғрисидики доклатини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлдики түркләр вә туғқан хәлқләр идариси — й т б, «чәт әлләрдики түрк мәвҗутлуқиға қилинған һуҗумлар доклати»ни елан қилди.

2021 - йили йүз бәргән һуҗумларни амма билән ортақлашқан доклат, түркчә, инглизчә, германчә вә фирансузчә қатарлиқ төт хил тилда елан қилинған болуп, униңда көрситилшиичә, 2021 - йили 132 си германийәдә, 43 и голландийәдә, 38 и фирансийәдә болуп җәмий 23 дөләттә түркләргә қарши 316 қетим һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. 2020 – йилидики түркләргә өчмәнлик қилиш мәқсәтлик һуҗумларда кәм дегәндә 36 адәм йариланған болса, 2021 – йили кәм дегәндә 45 түркийә пуқраси йариланған.

2021 – йилидики бәзилири урунуш дәриҗисидила қалған 22 қетимлиқ от қойуш вәқәсиниң 6 си мәсчитләрни һуҗум нишани қилған.

әң көп йүз бәргән һуҗум қилиш шәкли алдинқи йиллардикигә охшашла бу йилму 172 қетимлиқ «өчмәнлик қилиш» характерлик еғзаки һуҗум қилиш вәқәси болған. буларниң арисида ахбарат васитилири вә иҗтимаий таратқулардики өчмәнлик учурлири, шундақла түркләргә вә уларниң мунасивәтлик тәшкилатлириға әвәтилгән тәһдит вә өчмәнлик қилиш ипадиләнгән мәктупларму бар.

доклатни чәт әлдики түркләр вә туғқан хәлқләр идарисиниң тор бекитидики «өчмәнлик җинайити вә кәмситишкә қарши туруш» категорийәсидин көргили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر