венезуела пирезиденти мадуро ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди

венезуела пирезиденти николас мадуро вә униң һәмраһлиқидики һәйәт пайтәхт әнқәрәдә, мустапа камал ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди.

1839894
венезуела пирезиденти мадуро ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипи билән түркийәгә йетип кәлгән венезуела пирезиденти николас мадуро вә униң һәмраһлиқидики һәйәт пайтәхт әнқәрәдә, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң қәбриси җайлашқан хатирә сарийини зийарәт қилди.

у ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойғандин кейин, һәйәт билән бирликтә хатирә сүрәткә чүшти.

у ататүрк хатирә сарийидики мәхсус дәптәргә: «бу улуғ вәтәнниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң қәбриси алдида һөрмитимни билдүрүш үчүн турмақтимән. йашисун түркийә! йашисун венезуела! йашисун қутқузғучилиримиз!» дәп беғишлима йазди.

мадурониң ататүрк хатирә сарийидики зийаритидә, түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз һәмраһ болди.

мадуро җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән җумһур рәислик сарийида көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر