түркийә җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийитиниң бирләшмә маневириға наразилиқ билдүрди

түркийә җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийитиниң исраилийә билән бирликтә елип барған «Agapinor 2022» намлиқ һәрбий маневириға наразилиқ билдүрди.

1837742
түркийә җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийитиниң бирләшмә маневириға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси, баш әлчи танҗу билгич мәзкур маневирға мунасивәтлик соалға қайтурған йазма җавабида, шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң «Agapinor 2022» намлиқ һәрбий маневириға қарита елан қилған байанатини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

танҗу билгич шималий қибрис түрк җумһурийити президентлиқиниң 31-майдики байанатида тилға елинған йеңи һәмкарлиқ тәклиплири тәййарлиниватқан бир мәзгилдә, җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийитиниң райондики муқимлиқни бузуш бәдилигә уйуштурған бу маневириниң сәмимийәтсизликилириниң рошән испати икәнликини тәкитлиди.

танҗу билгич: «җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийитиниң бу хил һәрикәтлиригә шерик болған дөләтләрни йәнә бир қетим җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийитиниң иғвагәрчилики вә тәтур тәшвиқатлириға вастә болуп бәрмәсликкә чақиримиз» деди.

 билгич түркийәниң кепиллик бәргән мәсулийити даирисидә һәр қандақ шәрт вә шараитта шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ - һоқуқи вә мәнпәәтлирини қәтий қоғдайдиғанлиқини билдүрди.

«агапенор 2022» һәрбий маневири исраилийә армийиси билән җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийити миллий қоғдиниш әтрити тәрипидин 29-майдин 2-ийунғичә болған арилиқта елип берилған иди.

маневирниң җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийити билән исраилийә оттурисида бүгүнгә қәдәр елип берилған әң чоң һәрбий маневир икәнлики билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر