җумһур рәис әрдоған гоита билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мали мувәққәт пирезиденти ассими гоита билән телефонлашти.

1837585
җумһур рәис әрдоған гоита билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент ассиминиң телефонлишип, түркийә – мали мунасивити вә районлуқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, җумһур рәис әрдоған сөһбәт җәрйанида, түркийәниң малиниң сийасий басқучқа өтүш мусаписи һәмдә террорлуққа қарши туруш күришини давамлиқ қоллайдиғанлиқини байан қилип, малиниңму түркийәниң террорлуққа қарши туруш күришини охшаш шәкилдә қоллишини үмид қилидиғанлиқини, бу даиридә фәтуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң малидики паалийәтлиригә хатимә бериши керәкликини оттуриға қойған.

әрдоған, түркийәниң малиниң тәрәққийатиға төһпә қошуштин интайин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини билдүрүп, икки дөләтниң иқтисадий вә сода мунасивитини йахшилаш үчүн қәдәм ташлайдиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر