әрдоған: түркийәниң йаман нийәтликләргә беридиған бир ғеричму земини йоқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һечкимниң земинида, игилик һоқуқида көзи болмиған түркийәниң йаман нийәтликләргә беридиған бир ғеричму земини йоқлуқини ейтти.

1834070
әрдоған: түркийәниң йаман нийәтликләргә беридиған бир ғеричму земини йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тәклипигә бинаән бу дөләттә йетип барған җумһур рәис әрдоған, түркийә сиртида тунҗи қетим пайтәхт бакуда өткүзүлгән «авийатсийә, аләм қатниши вә текнофест (технологийә фестивали) әзәрбәйҗан» ниң көзәткүчиләр байримиға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, җанҗигәр әзәрбәйҗаниң мустәқиллиқ күнидә, бу дөләттә болуштин өзини толиму шәрәплик һес қилидиғанлиқини, тарихтин елинған илһамниң түрткисидә, икки дөләт оттурисидики достлуқ, бирлик вә баравәрликни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзгәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «анадолуға охшаш, бу йәрму бизниң земинимиз, түркийәниң һәр бир ғерич земиниму силәрниң вәтиниңлар болиду. икки тәрәп мунасивәтлирини пәқәт районла әмәс, пүткүл дунйа үлгә қилидиған сәвийәгә йәткүздуқ.»

җумһур рәис әрдоған, йолуққан барлиқ адаләтсизлик вә қанунсизлиқларға қаримай, дипломатийә, иқтисад вә мәдәнийәт саһәлиридә аләмшумул мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүватқан әзәрбәйҗандин пәхирлинидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «биз бесимдин тәһдиттин қорқидиғанлардин болмидуқ, буниңдин кейинму әсла болмаймиз. биз ишғалийәт вә адаләтсизликкә қарши икәнликимизни һәрдаим оттуриға қойуштин қилчә баш тартмидуқ, буниңдин кнм шундақ қилимиз. бизниң һечкимниң земинида, игилик һоқуқида көзимиз болмиғинидәк, йаман нийәтликләргә беридиған бир ғеричму земини йоқтур, бундақ болушиму мумкин әмәс.»

у йәнә, рлқ тинчлиқ вә муқимлиқ намидин әлийевниң әрменийә билән ормақчи болған узақ мәзгиллик тинчлиқ пиланини түркийә болуш сүпити билән қизғин қоллаватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.

әрдоған билән әлийев, текнофест (технологийә байрими) даирисидә әзәрбәйҗан һава армийәси билән түрк чолпанлири вә солотүрк әтритиниң маһарәт көрситиш мурасимиға қатнашти.

икки рәһбәр кейинчә, асан мулазимәт мәркизи вә баку илим-пән мәркизини ишқа кириштүриду.

кәчлик тамақ зийапитидә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән бир йәргә җәм болидиған җумһур рәис әрдоғанниң, кәч тәрәпләрдә түркийәгә қайтиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر