ширнақта бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши зәрбә бериш һәрикити башланди

ширнақтики «әрән қамал қилиш – 5 һәрбий һәрикити» райони болған җуди теғида, һава армийәсиниң йардими астида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши зәрбә бериш һәрикити башланди.

1834012
ширнақта бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши зәрбә бериш һәрикити башланди
pkk depo imha.jpg
cudi pkk hava operasyonu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ширнақта апрел ейида башланған  «әрән қамал қилиш – 5 һәрбий һәрикити» райони болған җуди теғида, бир гуруппа террорчи ениқлап чиқилди.

террорчиларниң туруватқан йери ениқлап чиқилғандин кейин, һава армийәсиниң йардими астида, террорчи гуруппиға қарши зәрбә бериш һәрикити башланди. әтигән тәрәпләрдә мәзкур районға қарита уда 3 қетим һава һуҗуми елип берилди.

игилинишичә, районда давамлишиватқан һәрбий һәрикәтләр даирисидә, тунҗәли вилайитиниң һозат наһийәсигә җайлашқан әли боғази районида ишқа ашурулған зәрбә бериш һәрикити давамидиму, террорчилар ишләткән искилатлар вә панаһ җайлар йәр билән йәксан қиливетилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر