чавушоғлу руминийә вә полша ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу руминийә дипломатийә министири богдан ареску вә полша дипломатийә министири збнигев рав билән айрим – айрим көрүшти.

1833701
чавушоғлу руминийә вә полша ташқи ишлар министирлири билән көрүшти
Zbigniew Rau-Mevlut Cavusoglu.jpg
Bogdan Aurescu-Mevlut Cavusoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, истанбулдики җумһур рәислик мәһкимиси «долмабаһчә сарийи» дики ишханисида ишқа ашурулған учришишлар һәққидә, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, руминийә дипломатийә министири богдан ареску билән болған учришишида, түркийә – руминийә мунасивәтлири вә украина киризисини өз ичигә алған районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «учришишта, дипломатик архип һәмкарлиқиға мунасивәтлик келишим лайиһәсини имзалидуқ.»

у,  полша дипломатийә министири збнигев рав билән болған учришишида, икки тәрәп мунасивәтлири һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «полша билән истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши қуримиз.»

түркийә ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн елан қилған байанатида, 10 – нөвәтлик түркийә – руминийә – полша ташқи ишлар министирлири йиғининиң түркийәниң саһибханилиқида бүгүн истанбулда чақирилидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر