«2022-куртаран» маневири башланди

түркийә деңиз, һава вә қуруқлуқ армийә қисимлири билән саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштабиниң хадимлири вә чәт әллик көзәткүчиләр қатнашқан «2022-куртаран» маневири башланди.

1832845
«2022-куртаран» маневири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз, һава вә қуруқлуқ армийә қисимлири билән саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштабиниң хадимлири вә чәт әллик көзәткүчиләр қатнашқан «2022-куртаран» маневири башланди.

маниверға, әзәрбәйҗан, баңладиш, бәһрәйн, булғарийә, еквадор, һиндонезийә, җәнубий корейә, испанийә, шималий қибрис түрк җумһурийити, пакистан, полша вә ийорданийәдин 26 көзәткүчи қатнашти.

муғланиң мармарис аксаз портидин һәрикәт қилған т җ г аләмләр су асти парахотиниң издәш-қутқузуш кемиси қутқузуш маневирлири үчүн ақдеңизға йетип барди.

қутқузуш вә су асти қомандани полконик өзгүр кәнан тансой мәзкур маневирниң бәшинчи қетимлиқ «2022-куртаран» маневири икәнликини билдүрди.

у маневирға, бир парахот, үч су асти парахоти, бир су асти қутқузуш парахоти, икки қутқузуш запас парахот, бир мена тазилаш парахоти, бир чарлаш парахоти, бир тик учар вә бир сөрәш парахоти؛ су асти тарқақлаштуруш вә қутқузуш әтрити, бир парашот билән издәш-қутқузуш әтрити, қуруқлуқ армийәсиниң қутқузуш тик учари, һава армийәсиниң тирансипорт айропилани, саһил бихәтәрлик қомандалиқиниң икки моторлуқ қолвиқиниң қатнаштурулғанлиқини әскәртти.

бу қетимқи маневир 27-майғичә (2022) давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر