түркийә америкаға тәзийә билдүрди

түркийә америка қошма иштатлириниң тексас иштатида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1832215
түркийә америкаға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «америка қошма иштатлириниң тексас иштатиниң увалде шәһиридә түнүгүн бир башланғуч мәктәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 19 оқуғучи билән йәнә 2 кишиниң қаза қилғанлиқи вә  йариланғанларниңму барлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ. америка хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر