чавушоғлу билән лапид қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, (исраилийә билән) иҗабий күнтәртипни йақлиған һалда мунасивәтләрни давамлаштурушниң, чүшинишмәсликләрни техиму бәрбачи шәкилдә муһакимә қилишқа пайдилиқ икәнликини әскәртти.

1832365
чавушоғлу билән лапид қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу дөләт ишлири зийаритидә болуватқан ғәрбий қуддуста исраилийәлик мәнсәпдиши йаир лапид билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни өткүзгәндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ (исраилийә билән) чүшинишмәсликләргә қаримай, дийалогни сиҗил давамлаштурушниң йахши әһвал икәнликини тәкитлигән чавушоғлу: «бу иш бир – биримизниң сәзгүрлүклиригә өзара һөрмәт қилиш асасида елип берилиши лазим. бу пәқәт бизниң икки тәрәплик мунасивәтлиримизгила әмәс, районимизниң тинчлиқиғиму пайдилиқ болиду» деди.

у, исраилийә ташқи ишлар министири билән өткүзгән учришиши әснасида районлуқ мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштурулғанлиқини билдүрүп: «иҗабий күнтәртипни йақлиған һалда мунасивәтләрни давамлаштуруш, чүшинишмәсликләрни техиму бәрбачи шәкилдә муһакимә қилишқа пайдилиқ болуши мумкин. дәрвәқә, өткән рамизан ейида орнитилған дөләт рәислиримиз дәриҗилик дийалог, тинч һаләтни сақлап қилиш йолидики тиришчанлиқларға һәссә қошти» дегәнләрни қәйт қилди.

чавушоғлу, исраилийә билән министирлиқлар вә алақидар аммиви органлар оттурисидики техникилиқ учришишларни қайтидин орнитиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинғанлиқини байан қилип: «нурғун саһәләрдики мунасивәтлиримизни қайтидин җанландуруш, буниңдин кейин охшимиған механизмларни орнитиш вә пуқралар авийатсийәси тоғрисидики сөһбәтни әслигә кәлтүрүшкә келиштуқ» деди.

җуғрапийәлик йеқинлиқ вә бир - бирини толуқлайдиған иқтисадий гәвдиләрниң түркийә билән исраилийәни тәбиий сода шериклиригә айландуридиғанлиқини тәкитлигән ташқи ишлар министири чавушоғлу йәнә: «түркийә билән исраилийә өзара әң көп сода қилидиған алдинқи 10 дөләт қатаридин орун алиду. ковид-19 йуқумиға  охшаш қийинчилиқларға, өтмүшимиздики ихтилапларға қаримай,  сода миқдаримиз үзлүксиз ашмақта» деди.

исраилийә ташқи ишлар министири йаир лапидму: «һөрмәтлик министир билән өткүзгән учришишимиздин кейин, өзара ортақ (түркийә-исраилийә) иқтисад комитети тәшәббусини әслигә кәлтүрүшни қарар қилдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر