йавропа иттипақи ахбарат бирләшмиси йиғини истанбулда ахирлашти

түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т қурғучи әзалар ичидин орун алған йавропа иттипақи ахбарат бирләшмиси (European Broadcasting Union – EBU) ниң вәкиллири, истанбулда өткүзүлгән ахбарат башлиқлар йиғинида бир йәргә җәм болди.

1831880
йавропа иттипақи ахбарат бирләшмиси йиғини истанбулда ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ахбарат бирләшмисиниң ахбарат башлиқлар йиғини түнүгүн (2022-йили 23-май) вә бүгүн (24-май) йавропаниң алдинқи қатарда туридиған аммиви ахбарат тарқитиш органлириниң вәкиллирини өзара учраштурди.

 т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи вә йавропа иттипақи ахбарат бирләшмисиниң директори ноел курран йиғинниң ечилишида сөз қилди.

әнглийәниң б б с, фирансийә телевизийәси, германийә а р д (ARD) вә италийәниң рай (RAI) телевизийәси қатарлиқ 200 дин артуқ ахбарат органлириниң вәкиллири қатнашқан йиғинда, аммиви ахбарат (дөләт игиликидики) тарқитишниң кәлгүси, дөләт ахбаратчилиқиниң мәсулийити вә йошурун күчкә игә һәмкарлиқ мәсилилири музакирә қилинди.

икки күнлүк йиғинниң йепилиш мурасимида сөз қилған йавропа иттипақи ахбарат бирләшмисиниң таратқу тәрәққийат вә йаш көрүрмәнләр бөлүминиң башлиқи мадийана ассераф (Madiana Asseraf): «бу йиғинниң, кейинки қетимлиқ йиғинимиз үчүн илһам болушини үмид қилимән. биз һазирдин башлапла келәр йили бу йиғинниң ечилидиғанлиқидин һайаҗанлиниватимиз. т р т бу йил өткүзгән йиғин билән өлчәмләрни көп йуқирилатти. бу йәрдә т р т ға тәшәккүр ейтимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر