әрдоған: шиветсийәниң түркийәгә қойған қорал ембаргосини бир чәткә қайрип қойалмаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнқәрәниң, шиветсийәниң түркийәгә қойған қорал ембаргосини бир чәткә қайрип қойалмайдиғанлиқини билдүрди.

1830912
әрдоған: шиветсийәниң түркийәгә қойған қорал ембаргосини бир чәткә қайрип қойалмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған гөлчүк парахот завути қоманданлиқ мәркизидә өткүзүлгән мурасимда сөз қилип, түркийәниң йеңи типтики су асти парахотлириниң техникилиқ алаһидиликиниң кишини тәсирләндүридиғанлиқиға ишарәт қилип өтти вә сөзини давамлаштуруп: «бу йилдин башлап, биз һәр йили бир су асти парахотимизни мулазимәткә селиш арқилиқ 2027 – йилиғичә 6 су асти парахотимизни деңиз армийәмизниң қораллириға қатариға сәпләймиз» деди.

бу дөләтниң әзәлдин бәдәл төлимәй туруп бирәр пурсәткә еришәлмигәнликини, өзлириниң интайин җапалиқ күрәш қиливатқанлиқини оттуриға қойған әрдоған: «даеш чеградики вилайәтлиримизгә ракетамийотларни ишлитип һуҗум қиливатқан күнләрдә, һава мудапиә системисимиз чувулуп елип кетилди. бизгә пулға сетип берилмигән қораллар, даешқа қарши күрәш дегән баһанә билән қоли қанлиқ террорлуқ тәшкилати (п к к) ға йүк машинилири билән йәткүзүп берилди. түркийә террорлуқ каридори һийлиси билән муһасирәгә елинмақчи болди. биз дост дәп билидиған дөләтләрниң хийанәтлири вә иттипақдаш дәп қарайдиған дөләтләрниң һийлә-микирлиригә қаримай, террорлуққа қарши утуқ қазандуқ. түркийә мудапиә еһтийаҗини қандуруш вә 40 йиллиқ террорлуққа қарши туруш күришидә иттипақдашлиридин күткән қоллашқа еришәлмиди» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш илтимаси һәққидә тохтилип: «бизшиветсийәниң бизгә қойған қорал ембаргосини бир чәткә қайрип қойалмаймиз, буниң әқилгә мувапиқ изаһатиму йоқ. натода ойнайдиған ролимизниң ениқ болушиға қаримай, биз йәнила иттипақдашлиримиз билән җазани бикар қилиш тоғрисида сөзлишиватимиз. бизниң тәләплиримиз қандурулуши, конкрет қәдәмләр ташлиниши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر