ақар пакистан баш министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар пакистан баш министири шаһбаз шериф билән көрүшти.

1830023
ақар пакистан баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар билән пакистан баш министири шаһбаз шериф, түнүгүн карачи портида, пакистан миллий парахоти лайиһәсиниң үчинчи парахоти «бәрди» ни деңизға чүшүрүш мурасимиға қатнашқандин кейин, бир йәргә җәм болди.

икки рәһбәрниң учришишида, районлуқ мудапиә вә бихәтәрлик мәсилилири, дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ имканийәтлири һәққидә музакирә елип берилди.

ақар, бу йәрдә қилған сөзидә, түркийә  - пакистан мунасивәтлириниң наһайити чоңқурлуқини, икки дөләт хәлқлириниң тарихтин буйан хушаллиқтиму, ғәм – қайғудиму биллә болуп кәлгәнликини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң кәшмир мәсилисини қоллайдиғанлиқини һәр даим оттуриға қойуп келиватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, икки дөләт оттурисидики һәрбий һәмкарлиқниңму йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

учришиштин, пакистан дөләт мудапиәси вә ишләпчиқириш  ишлири министири муһәммәд исрар тарен билән түркийәниң исламабадта турушлуқ  баш әлчиси еһсан мустафа йурдақулму орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر