әрдоған әнглийә баш вәзири билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнгилийә баш вәзири борис җонсон билән телефонда көрүшти.

1829980
әрдоған әнглийә баш вәзири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә – әнглийә мунасивәтлиридин сирт йәнә, шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ тәлипи вә русийә – украина урушини өз ичигә алған районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, шиветсийә билән финландийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г қармидики шәхсләр вә аталмиш җәмийәтләр билән болған мунасивәтлириниң асаслиқ мәсилә туғдуруватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, финландийә билән шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қиммәтлиригә саһиб чиқиши вә түркийәниң қанунлуқ әндишилирини толуқ көзитишидин хатирҗәм болушни үмид қилидиғанлиқлирини тәкитлигән, һәмдә терроризмни қоллаватқан дөләтләрниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ тәлипигә қарши түркийә җамаәтчиликиниң һәққаний тәләплириниң нәзәрдин сақит қиливетилмәслики керәкликини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر