түркийә: таҗикистандики өзгиришләрдин әндишә қиливатимиз

түркийә таҗикистанниң шәрқидики тағлиқ бәдәхшан аптоном вилайитидә мәйданға кәлгән өзгиришләрни әндишә ичидә көзитиватқанлиқини билдүрди.

1830099
түркийә: таҗикистандики өзгиришләрдин әндишә қиливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, таҗикистанниң тағлиқ бәдәхшан аптоном районида мәйданға кәлгән вә аманлиқ сақлиғучи хадимлириниму өз ичигә алған өлүм-йетим вә йарилинишни кәлтүрүп чиқарған өзгиришләрни әндишә ичидә  көзитиватқанлиқи,  дөләттә җәмийәтниң тинчлиқи вә муқимлиқиниң тездин әслигә келишиниң күтүлүватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «вәқәләрдә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, мусибәтлик аилиләргә вә қериндаш дөләт таҗикистанға тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

таҗикистан даирилири, 18 – май күни дөләтниң шәрқидики тағлиқ бәдәхшан аптоном вилайитидә, тәшкиллик җинайәтчиләр тәшкилатиға қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида 8 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә 70 дин артуқ кишиниң тутулғанлиқини билдүргәниди.

таҗикистан ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, тәшкиллик җинайәтчиләр тәшкилатиниң рушән наһийәсидә ичидә әскәрләрму бар болған аптомобил әтритигә қилған һуҗумида 1 офитсерниң һайатидин айрилғанлиқи, 13 әскәрниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر