чавушоғлу б д т баш катипи билән украина-русийә уруши вә район мәсилилирини музакирә қилған

түркийә ташқи ишлар минстири мәвлүт чавушоғлу б д т баш катипи антонийо гутерс билән көрүшүп, украина-русийә уруши вә район мәсилилирини музакирә қилди.

1829143
чавушоғлу б д т баш катипи билән украина-русийә уруши вә район мәсилилирини музакирә қилған

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу американиң нийу йорк шәһиридики б д т мәркизидә, баш катип антонийо гутерс билән көрүшти.

б д т баш катибатлиқ ишханисиниң байанатиға асасланғанда, гутерс түркийәгә көп тәрәпликни қоллиғанлиқи вә б д т ға қошуватқан төһпилири сәвәбидин тәшәккүр ейтқан.

украина-русийә уруши вә район мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, сүрийә, ливийә, афғанистан вә қибрис мәсилилири үстидиму өзара пикир алмаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر