октай түркийәлик вә алҗирийәлик алимларни һәмкарлишишқа чақирди

муавин җумһур рәис  фуат октай түркийәлик вә алҗирийәлик алимларни бирликтә ойлиниш, лайиһиләш вә ишләпчиқиришқа чақирди.

1828379
октай түркийәлик вә алҗирийәлик алимларни һәмкарлишишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: октай, истанбул университетида, алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббунға пәхрий доктурлуқ унвани бериш мурасимида қилған сөзидә, икки дост вә қериндаш дөләтниң мунасивәтлириниң буниңдин 500 йил бурунқи дәвргичә созулидиғанлиқини, икки дөләт оттурисида уда 60 йилдин буйан дипломатик мунасивәтләрниң давамлишиватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, алҗирийә билән түркийә оттурисида сода, мәбләғ селиш, мәдәнийәт вә маарип қатарлиқ нурғун саһәләрдә күчлүк һәмкарлиқниң барлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң достанә дөләтләр билән болған мәдәнийәт дипломатийәси пурсәтлиридин үнүмлүк пайдилинишқа тиришиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийәлик вә алҗирийәлик алимларни бирликтә ойлиниш, лайиһиләш вә ишләпчиқиришқа чақиримән. келиңлар! иҗтимаий пәнләрдин сирт йәнә, бөсүш характерлик технологийәләр, енергийә вә тәбиий байлиқлар, парахот вә деңиз-окйан технологийәси, йешил технологийәләр вә дигиталлишиш қатарлиқ нурғун саһәләрдә бирликтә йеңилиқ йаритайли.»

у, бу ирадини конкрет нәтиҗигә айландуруш үчүн, түркийәниң пүтүн күчи билән йардәм беридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر