әрдоған әннәһйанниң вапати мунасивити билән әбу зәбигә тәзийә зийаритигә барди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң сабиқ әмири шәйх хәлифә бин зайид әннәһйанниң вапати мунасивити билән тәзийә зийаритидә болуш үчүн әбузәбигә йетип барди.

1828453
әрдоған әннәһйанниң вапати мунасивити билән әбу зәбигә тәзийә зийаритигә барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, әбу зәбидә, әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт башлиқи вә әбу зәби әмири шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән  бир йәргә җәм болди.

 әрәб бирләшмә хәлипиликиниң сабиқ дөләт башлиқи шәйх хәлифә бин зайид әннәһйан өткән җүмә күни вапат болғаниди.

җумһур рәис әрдоған, әбу зәби әмири шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән телефонда көрүшүп, тәзийә билдүргәниди.

тәзийә зийаритидә болуш үчүн әрәб бирләшмә хәлипиликигә йетип барған җумһур рәис әрдоғанни, әбу зәби хәлқара айродурумида, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң йеңи дөләт башлиқи муһәммәд бин зайид әннәһйан қарши алди.

әрдоған, айродурумда бир йәргә җәм болған әннәһйанға, сабиқ дөләт башлиқи шәйх хәлифә бин зайид әннәһйанниң вапати мунасивити билән тәзийә тиләклирини билдүрди.

җумһур рәис әрдоған, кейинчә муһәммәд бин зайид әннәһйан билән айрим  көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر