шәнтоп бакуда

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда шеһитгаһлиқни зийарәт қилди.

1828304
шәнтоп бакуда

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати парламент әзалири мәҗлисиниң 3 – нөвәтлик омумий йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда, әзәрбәйҗан парламентиниң башлиқи саһибә гафарова вә йиғин иштиракчилири башқа даириләр билән бирликтә, әзәрбәйҗанниң сабиқ пирезиденти мәрһум һәәйдәр әлийевниң қәбристанлиқиға гүлчәмбирәк қойди.

20 – йанвар шеһитлири дәпнә қилинған шеһитлар хийабаниниму зийарәт қилған шәнтоп вә униң һәмраһлири, бу йәрдики әдәби атәш  абидәсигиму гүлчәмбирәк қойди.

шәнтоп, кейинчә баку түрк шеһитгаһлиқиға өтүп, абидәгә гүлчәмбирәк қойди.

символлуқ шеһитлар мазарлириғиму гүл қойуп қойған шәнтоп, шеһитгаһлиқниң абидә дәптиригә мундақ дәп йазди: «әзиз шеһитлиримиз! түрк миллитиниң батур оғуллири! силәр буниңдин 104 йил илгири бу земинларни худди вәтиниңларға охшаш қоғдаш үчүн әзәрбәйҗанлиқ қериндашлириңлар билән бирликтә мүрини мүригә тирәп  күрәш қилип, шеһитлиқ мәртивесигә йәттиңлар. силәр қанлириңлар билән суғурған бу земинларда өсүп йетилгән көчәтләр, бүгүнки күндә охшаш ирадә вә мәнивий роһниң түрткисидә өз вақтида силәрниң қолуңларда ләпилдигән байрақни техиму йүксәк упуқларда ләпилдитиш үчүн пүтүн күчи билән тиришмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر