алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид теббун түнүгүн кәчтә әнқәрәгә йетип кәлди

алҗирийә демократик хәлқ җумһурийити пирезиденти абдулмәҗид теббун түнүгүн кәчтә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлди.

1827260
алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид теббун түнүгүн кәчтә әнқәрәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик – учур – алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, 15-майдин 17 – майғичә давамлишидиған зийарәт даирисидә, түркийә-алҗирийә йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңишиниң тунҗи йиғини пайтәхт әнқәрәдә, әрдоған вә теббунниң рийасәтчиликидә өткүзүлиду.

муавин президент фуат октай вә теббун әтә истанбулда өткүзүлидиған түркийә-алҗирийә сода вә мәбләғ селиш мунбири йиғиниға рийасәтчилик қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر