чавушоғлу һайтида гөрүгә еливелинған түркийә пуқралири тоғрисида тохталди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, һайтида гөрүгә еливелинған түркийә пуқралирини қутқузуш үчүн һайтида киризис үстили тәсис қилинғанлиқини билдүрди.

1824372
чавушоғлу һайтида гөрүгә еливелинған түркийә пуқралири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән кабинет йиғинидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у, һайтидики 8 түркийә пуқрасини өз ичигә алған йолучилар аптобусиниң булиниши тоғрисидики соалға җаваб берип: «(өзгиришләрни) күзитиватимиз. нөвәттә улар (мәсилини һәл қилиш үчүн) һайтида бир киризис үстили тәсис қилди» деди.

йолучиларниң төләм тәләп қилиш мәқситидә гөрүгә еливелинған болуш еһтималлиқиниң еғир салмақни игиләватқанлиқини билдүргән чавушоғлу, түркийә пуқралириниң саламәтлик әһвали тоғрисида сәлбий учурларниң йоқлуқини тәкитлиди.

у арқидин һайти ташқи ишлар министири жан вектор генус билән телефонлишип, вәқәгә мунасивәтлик илгириләшләр тоғрисида мәлумат игилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر