чавушоғлу: дост дөләт венезуелани давамлиқ қоллаймиз

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң дост дөләт венезуелани давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1820787
чавушоғлу: дост дөләт венезуелани давамлиқ қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела  пирезиденти николас мадурониңму иштирак қилишида  икки дөләт оттурисида бәзи келишимләр имзаланған мурасимға қатнашқан чавушоғлу, пайтәхт каракастики мирафлорес сарийида өткүзүлгән «3 – нөвәтлик венезуела – түркийә ортақ һәмкарлиқ комитети йиғини» ниң йепилишида қилған сөзидә, мурасимға қатнашқанлиқи үчүн венезуела  пирезиденти николас мадуроға миннәтдарлиқ билдүрди вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң салимини йәткүзди, һәмдә мадурониң әң қисқа вақит ичидә түркийәдә зийарәттә болушини күтүватқанлиқлирини қәйт қилди.

бу йиғинниң муһим нәтиҗиләрниң қолға кәлтүрүлүшидә түрткилик рол ойнайдиған алаһидә мунбәр икәнликини әскәрткән чавушоғлу, комитет йиғинида 7 түрлүк келишим вә ортақ байаннамә имзаланғанлиқини ейтти.

мадурониң түркийә зийарити җәрйанида сағламлиқ, белиқчилиқ вә сайаһәт қатарлиқ саһәләрдә келишим имзалашни халайдиғанлиқлирини байан қилған чавушоғлу, түркийәниң һәрқайси органлири билән зиммисигә йүкләнгән мәсулийитини ада қилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, венезуелада йеқиндин буйан күчлүк иқтисадий тәрәққийатларниң көрүлүватқанлиқини, түркийәниң әзәлдин бир тәрәплимә ембарголарға қарши икәнликини қәйт қилди, һәмдә венезуелаға һәр даим ишинип һәм венезуелани изчил қоллап келиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «болупму бу мәзгилдә, иқтисадий содимиз, 2021-йили алдинқи йилға селиштурғанда тәхминән 300% ашти. аримиздики мусапиниң йирақ болушиға қаримай, венезуеланиң експортида түркийә болуш сүпитимиз билән биринчи орунда туримиз. алдинқи 3 айдики санлиқ мәлуматларға қарайдиған болсақ, 1.5 милйард долларлиқ нишанға йетидиғанлиқимизни көрүвалалаймиз.»

министир чавушоғлу сөзиниң ахирида мундақ деди: «венезуелаға қаритилған ембарголарға қәтий қарши туридиғанлиқимизни йәнә бир қетим тәкитлимәкчимән. биз дост дөләт венезуелани давамлиқ қоллаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر