чавушоғлу панамада зийарәттә болди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу панамада дөләт ишлири зийаритидә болди.

1820215
чавушоғлу панамада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу дөләт ишлири зийаритидә болған панамада ташқи ишлар министири ерика мойнес билән бир йәргә җәм болди, һәмдә айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, түркийә – панама оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

у мундақ деди:

«икки дөләт оттурисидики сода омумий соммимиз бултур %50 ешип, 323 милйон долларға йәтти. дипломатийә, сода – иқтисад җәһәттики йошурун күчи билән өз районида муһим рол ойнаватқан панамани қиммәтлик шерик дәп қараймиз.  болупму сайаһәт, енергийә вә әшйа оборотида зор йошурун күч бар. биз имзалайдиған сода, сайаһәт вә иқтисадий һәмкарлиқ келишими, дөләтлиримизниң бирләшмә иқтисадий комитет вә сода кеңиши қурушида муһим рол ойнайду. сайаһәт һәмкарлиқи келишими сайисида икки дөләт бир - биригә техиму йеқинлишиду. түркийә билән панаманиң һәр иккиси сайаһәт дөлитидур. түркийә һава йоллири ширкитиниң панама билән истанбул оттурисида биваситә учуши тоғрилиқму бирдәклик һасил қилдуқ.»

панама университетлирида маарип вә мәдәнийәт саһәлиридә түрк тили өгитилиши үчүн һәмкарлиқниң күчәйтилидиғанлиқини байан қилған чавушоғлу, бу һәқтә мувәппәқийәтлик учришишларни елип барғанлиқлирини қәйт қилди.

панама ташқи ишлар министири ерика мойнес болса, чавушоғлуниң зийаритиниң түркийә – панама оттурисидики тунҗи рәсмий зийарәт икәнликини әскәртип мундақ деди: «һөрмәтлик чавушоғлу әпәндимниң  дөлитимизгә қилған зийарити даирисидә, һәр икки дөләткә пайдилиқ иқтисадий вә сода һәмкарлиқи мәсилилири тоғрулуқ музакирә елип бардуқ. чавушоғлуни күтүвалғанлиқимиз үчүн интайин хушалмиз.»

чавушоғлу билән тәртипсиз көчмәнлик мәсилилири һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилған мойнес, бу зийарәт мунасивити билән муһим йәр шариви мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурғанлиқлирини, һәмдә маарип вә академийә темилирини өз ичигә алған көплигән мәсилиләрни көздин кәчүргәнликлирини тәкитлиди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, панамада зийаритини ахирлаштурғандин кейин, латин америка зийаритиниң ахирқи бекити болған венезуелаға өтти.

чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бирләшмә һәмкарлиқ комитетиниң 3 – нөвәтлик йиғиниға тәң һоқуқлуқ рәиси сүпитидә рийасәтчилик қилиш вә түрлүк учришишларда болуш үчүн венезуелаға йетип кәлдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر