«миллий ирадини нишан қилған һәрикәтләргә һәргиз йол қоймидуқ»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң миллий ирадисигә хирис һәм нишан қилған һәрикәтләргә һәргиз йол қоймиғанлиқлирини ейтти.

1819447
«миллий ирадини нишан қилған һәрикәтләргә һәргиз йол қоймидуқ»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда аммиви тәшкилатларниң вәкиллири билән иптар зийапитидә бир йәргә җәм болди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «түркийәниң миллий ирадисигә хирис һәм нишан қилған һәрикәтләргә һәргиз йол қоймидуқ.»

2013 – йилидики гәзи бағчиси вәқәси билән четишлиқи барлиқи билән әйиблинип сотлиниватқан кавала һәққидә тохталған җумһур рәис әрдоған, «бир адәм тоғрисида һөкүм чиқирилған әң йеңи қарар, бәзи күчләрни биарам қилди. бу киши (кавала) түркийәниң (очуқ җәмийәт фондиниң қурғучиси җорҗ) сороси иди. дәрвәқә, у гәзи бағчиси вәқәсиниң пәрдә арқисидики маслаштурғучиси иди. битәрәп сот мәһкимилиримизниң һәрбий – сийасий өзгиришкә тәшәббус қилғучиларни җазаға тартиши демократийәмизниң мувәппәқийитидур. буниң үчүн сот мәһкимилиримизгә рәһмәт ейтимән» деди.

җумһур рәис әрдоған, ирақниң шималида давамлишиватқан «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити давамида 5 түркийә әскириниң шеһит болғанлиқини, 60 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر