әрдоған: мәсҗиди әқсадики өзгиришләр қайғу мәнбәси

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мәсҗиди әқсадики өзгиришләрниң өзлиригә нисбәтән қайғу мәнбәси икәнликини ейтти.

1814144
әрдоған: мәсҗиди әқсадики өзгиришләр қайғу мәнбәси

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, адаләт вә тәрәққийат партийәси рәһбири рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң баш мәркизидә берилгән «әнәниви баш әлчиләр иптар зийапити» дә қилған сөзидә, исраилийә әскәрлириниң қуддуста мәсҗиди әқсаға қилған һуҗуми тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «мәсҗиди әқсадики өзгиришләрни көрүватимиз, бу бизгә нисбәтән һәқиқәтәнму қайғу мәнбәсидур. буниңдин кейинки басқучта бундақ ишларниң қайта йүз бәрмәсликини үмид қилимиз. ислам үммитиниң қанаватқан йариси болған пәләстин давасиға саһиб чиқишни, пәләстинлик қериндашлиримизни барлиқ имканлиримиз билән қоллашни үзлүксиз давамлаштуримиз.»

әсәбий йәһудийлар, 15 – апрел күни башланған вә уда бир һәптә давамлишидиған «пасха байрими» мунасивити билән, исраилийә сақчилириниң қоғдиши астида мәсҗиди әқсаға қаратқан һуҗумлирини көпәйтмәктә.

мәсҗиди әқсада һуҗумларға тәкбир ейтиш арқилиқ наразилиқ билдүрүшкә тиришиватқан пәләстинликләр болса, исраилийә күчлириниң мудахилисигә дуч кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر