әрбаш шиветсийәдики қуран кәримгә һуҗум қилинишини ләнәтлиди

диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбаш шиветсийәдә ислам дүшмини ирқчи гуруппиларниң қуран кәримгә очуқ – ашкара вә иғвагәрләрчә һуҗум қилишини ләнәтлиди.

1814311
әрбаш шиветсийәдики қуран кәримгә һуҗум қилинишини ләнәтлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар идариси тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, әли арбаш,  шиветсийәдә ислам дүшмини ирқчи гуруппиларниң қуран кәримгә очуқ – ашкара вә иғвагәрләрчә һуҗум қилишини қаттиқ әйибләш вә ләнәтләш билән бир вақитта, ислам дүшмини  бу вә буниңға охшиған роһий дунйаси кесәл унсурлардин бундақ қәбиһ қилмишлириға дәрһал хатимә беришини  күтүватқанлиқини тәкитләп мундақ дегән: «шиветсийәдики ислам диниға дүшмәнлик қилидиған ирқчи гуруппиларниң муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қилған очуқ – ашкара вә иғвагәрләрчә һуҗумини қаттиқ әйибләймән һәм ләнәтләймән. алақидар тармақларниң, бу мубарәк рамизан ейида мусулманларға вә муқәддәс китабимиз қуран кәримгә қаритилған бу һуҗумларға қарши зөрүр тәдбирләрни қолланмаслиқини, очуқ – ашкара һалда нәпрәт җинайити садир қиливатқан бу унсурларға көз йумушини қобул қилишқа болмайду. ислам дүшмини  бу вә буниңға охшиған роһий дунйаси кесәл унсурлардин бундақ қәбиһ қилмишлириға дәрһал хатимә беришини күтүватимән, һәмдә хәлқара җәмийәтни бу унсурларға қарши аңлиқ һалда ортақ күрәш қилишқа чақиримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر