чавушоғлу: рамизан ейидики мусулманларға қарши һәрикәтләрниң көпийип кетиши тасадипий әмәс

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хиристийан диниға қарши туруш, йәһудийларға қарши туруш вә исламға өчмәнлик қилишниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини оттуриға қойди.

1814622
чавушоғлу: рамизан ейидики мусулманларға қарши һәрикәтләрниң көпийип кетиши тасадипий әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, хиристийан диниға қарши туруш, йәһудийларға қарши туруш вә исламға өчмәнлик қилишниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини оттуриға қойуп, хәлқара җәмийәтни һәр хил шәкилдики ирқчилиққа қарши күрәшни бирликтә давамлаштурушқа чақирди.

министир чавушоғлу билән венгирийә ташқи ишлар, қошумчә ташқи сода министири петир сйҗҗарто пайтәхт әнқәрәдики ташқи ишлар министирлиқи бинасида қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

чавушоғлу ғәрбтики ирқчилиқ вә исламға өчмәнлик қилиш һуҗумлириниң рамизан ейида күчийип кәткәнликини тилға елип: «шивитсийәдики йеңи натсистлар еқимиға мәнсуп бир сийасийәтчи сақчиларниң контроллуқи астида қуран кәримни көйдүрди. йәнә бир тәрәптин, 15-апрел американиң нйуйорк шәһиридә бир пуқрайимиз ирқчи һуҗумға учриди. 16 – апрел германийәниң дортмонд шәһиридики дийанәт ишлири түрк – ислам бирлики қармиқидики бир җамәгә чошқа сүрити чүшүрүлгән тәһдит  хәтлири кәлди» деди.

чавушоғлу, 16-апрел канадада таравидин чиқиватқан җамаәтниң оққа тутулғанлиқини, вәқәдә 5 кишиниң йариланғанлиқини хатириләткән һалда: «18 – апрел (американиң) виргинийә иштатидики бир җамәниң темиға мусулманларға қарши йазмилар йезилди. ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә әләқса мәсҗидидә қаза қилған пәләстинликләр сани 18, йариланғанлар омумий сани 400 дин ешип кәтти. пәқәт әләқса мәсҗидиниң ичидила 200 дин артуқ пәләстинлик йариланди. һазир биз рамизан ейидики бу ешишни тасадипийлиқ әмәс дәп қараватимиз» деди.

чавушоғлу, болупму ғәрбтә сийасий партийәләрни өз ичигә алған йеңи натсистлар һәрикитиниң ирқчилиқ вә исламға қарши һуҗумлирини күчәйткәнликини байан қилип: «сайламда қоллашни йоқитип қойған (ғәрбтики) ирқчи партийәләр техиму радикаллишишқа башлиди. түркләр вә мусулманлар болуш сүпитимиз билән, биз хиристийан диниға қарши туруш, йәһудийларға қарши туруш вә исламға өчмәнлик қилишни инсанийәткә қарши җинайәт дәп қараймиз. бу йөнилиштики һәр қандақ һуҗумға қарши турушимиз керәк. һәр хил ирқчилиққа қарши күрәшни бирликтә давамлаштурушимиз лазим» дегәнләрни қәйт қилди.

министир чавушоғлу шивитсийәдики иғвагәрчилик тоғрисида тохтилип: «шиветсийәдә сақчиларниң назарити астида қуранни көйдүрүшниң мәниси немә? шиветсийә буни пикир әркинлики, сөз әркинлики йаки һәрикәт әркинлики дәп қарайду. һәрқандақ бир дин, инсан йаки бирәр муқәддәс орунға вәйаки җамәгә һуҗум қилишниң әркинлик билән мунасивити барму?» дәп сориди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر