түркийә йәмәндә уруш тохтитиш келишими һасил қилинишидин хурсән икәнликини билдүрди

түркийә йәмәнлик тәрәпләр арисида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәшәббуслириға асасән рамизан ейиниң башланғучидин етибарән уда 2 ай уруш тохтитиш келишими һасил қилинишидин хурсән икәнликини билдүрди.

1806006
түркийә йәмәндә уруш тохтитиш келишими һасил қилинишидин хурсән икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, йәмәндә тәрәпләр оттурисида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәшәббуслириға асасән, рамизан ейиниң башланғучидин етибарән уда 2 ай уруш тохтитиш келишими һасил қилинишидин хурсән икәнлики, бу иҗабий қәдәмдин кейинла, йәмән миқйасида узақ мәзгиллик уруш тохтитиш вә киризисни сийасий йоллар билән һәл қилиш чариси тепиш йолида қәдәмләрниң ташлинишини үмид қилидиғанлиқи әскәртилди, түркийәниң бу басқучта, бирләшкән дөләтләр тәшкилати алаһидә вәкилиниң тиришчанлиқлирини қоллаш, барлиқ тәрәпләрни  дийалог орнитиш вә мурәссәлишишкә тәшвиқ қилиш һәм йәмән хәлқини қоллашни давамлаштуридиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «йәмәндики ихтилапниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлири вә бәлгиләнгән хәлқаралиқ параметирлар даирисидә, дийалог арқилиқ вә асасий қанун бойичә һәл қилиниши, районимизда узақ мәзгиллик бихәтәрлик вә муқимлиқ орнитишта интайин муһим дәп қараймиз.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәмән алаһидә вәкили һанс грундберг, түнүгүн йәмән һөкүмити билән һусийларниң, һава, қуруқлуқ вә деңиздики һәрбий һәрикәтлирини тохтитиш тоғрулуқ пүтүшкәнликини уқтурғаниди.

йәмәндики уруш тохтитишниң, бүгүн шу җай вақти 19:00 да күчкә игә болуши күтүлмәктә.

йәмәндики иран қоллаватқан һусийлар, 2014-йили сентәбирдин буйан пайтәхт сана вә бир қисим районларни контрол қилип кәлмәктә. сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири болса, 2015-йили марттин етибарән һусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.

игилинишичә, дунйа бойичә әң намрат дөләтләрдин бири болған йәмәндә, ички уруш сәвәбидин, инсаний тирагедийә қорқунчлуқ дәриҗигә берип йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر