голландийәдә 2 түрк өлтүрүлди

голландийәдә  бир қораллиқ зораван ресторанда ғизалиниватқан икки түркни өлтүрүветип қечип кәтти.

1805348
голландийәдә 2 түрк өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ресторанда өлтүрүлгән икки кишиниң аилә тавабиатлири, һуҗумда һайатидин айрилғанлардин бириниң «түркчә хәвәрләр тор бети» ниң саһиби һ. т вә униң қериндиши а. т икәнликини ейтти.

голландийә сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, бир зораванниң, голландийәниң шималиға җайлашқан зволле шәһиридики бир ресторанға кирип, оқ чиқириши нәтиҗисидә, икки киши қаза қилған.

голландийә таратқулириниң бир шаһитни мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, зораван ресторанға кирипла өзи нишан қилған икки кишигә оқ чиқарған, әтраптики инсанлар қаттиқ қорқуп кетип, сиртқа өзлирини атқан.

хәвәрдә дейилишичә, һуҗум әснасида ресторанда балилиқ аилиләрниму өз ичигә алған көп санда киши бар болуп, сақчилар әтрапта бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән, һәмдә зораванни ахтуруш - тутуш үчүн һәрикәткә өткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر