түркийә сәуди әрәбистанға қаритилған һуҗумларни әйиблиди

түркийә сәуди әрәбистанниң пуқрави нишанларға учқучисиз һава аппаратлири вә ракетамийотлар арқилиқ қилинған һуҗумларни әйиблиди.

1802285
түркийә сәуди әрәбистанға қаритилған һуҗумларни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, әнқәрәниң, түнүгүн сәуди әрәбистандики пуқрави нишанларға учқучисиз һава аппаратлири вә ракетамийотлар арқилиқ қилинған һуҗумларни қаттиқ әйибләйдиғанлиқи билдүрүлүп мундақ дейилди: «районимизниң тинчлиқи вә муқимлиқини бузуш нишан қилинған бу хил террорлуқ һәрикәтлириниң дәрһал ахирлишиши наһайити зор әһмийәткә игә. бу даиридә, сәуди әрәбистан билән болған һәмкарлиқимизниң мустәһкәмликини вә парис қолтуқи райониниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн бәргән әһдимиздә чиң туридиғанлиқимизни йәнә бир қетим тәкитләймиз.»

һусийларниң һәрбий ишлар байанатчиси йәһйа сәри, сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадтин сирт йәнә, җиддә, җизан вә башқа районларға учқучисиз һава аппаратлири вә ракетамийотлар арқилиқ һуҗум қилғанлиқлирини илгири сүргәниди.

йәмәндә һөкүмәт күчлирини қоллаватқан әрәб иттипақдаш күчлири байанатчиси турки әлмалики, сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиригә җайлашқан арамко ширкитигә аит нефит мәһсулатлирини тарқитиш муәссәсәлириниң һуҗумға учриғанлиқини уқтурған, һуҗумниң «йәмәндики иран қоллаватқан террорчи һусий мәнсуплири» тәрипидин елип берилғанлиқини, һуҗумдин кейин, муәссәсәләрдики икки нефит искилатида от апити йүз бәргәнликини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر