нәвруз байримини түркийәдә өткүзмәкчи болған иранлиқ сайаһәтчиләр қизғин қарши елинди

13 күнлүк нәвруз байримини түркийәдә өткүзмәкчи болған иранлиқ сайаһәтчиләр муғланиң даламан районида гүл - чечәкләр билән қарши елинди.

1798556
нәвруз байримини түркийәдә өткүзмәкчи болған иранлиқ сайаһәтчиләр қизғин қарши елинди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң пайтәхти теһрандин 84 сайаһәтчини елип маңған айропилан даламан айродоромиға қонди.

иранлиқ сайаһәтчиләргә гүл тәқдим қилинди вә түрк татлиқ -түрүмлири сунулди.

андин сайаһәтчиләр дәм елишни пиланлиған меһманханиларға маңди.

теһран-даламан оттурисидики учушлар өктәбирниң ахириғичә давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

 тәхминән 20 миң иранлиқ сайаһәтчиниң районға келиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر