акар нато дөләт мудапиә минстирлири йиғинидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди

дөләт мудапиә министири акар украинадики түркийә армийәсиниң икки данә һәрбий тирансипорт айропилани тоғрисида һәм русийә һәмдә украина билән давамлишиватқан сөһбәтләрдин, кейинки күнләрдә иҗабий нәтиҗә чиқишини күтүватқанлиқлирини билдүрди.

1797389
акар нато дөләт мудапиә минстирлири йиғинидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар нато дөләт мудапиә министирлири йиғинидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у түркийәниң украинада паалийәтлирини изчил һалда пиринсипларға асасән давамлаштурғанлиқини әскәртип, түркийәниң һәм русийә һәмдә украина билән йахши мунасивәтлириниң барлиқини қәйт қилди.

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти путин вә украина пирезиденти зеленский билән көрүшүп, мәсилиниң тоқунушқа айлинип кәтмәстин һәл қилиниши үчүн зор тиришчанлиқ көрсәткәнликини билдүрди.

у украинада йүз бәргәнләрниң районниң бихәтәрлики мәсилисидә чоңқур өзгиришләргә сәвәб болғанлиқини әскәртип, түркийәниң украинаниң мустәқиллиқини, земин пүтүнлүкини вә игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқини, дәрһал уруш тохтитиш елан қилиниши керәкликини тәкитлиди.

у бу әһвални җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шәхсән өзи украина вә русийә пирезидентлири билән өткүзүлгән сөһбәтлиридә тилға елватқанлиқини қәйт қилди.

у мундақ деди: «инсаний вәзийәт барғансери йаманлишиватиду. буниң алдини елиш лазим. буниң үчүн уруш тохтитишни шәрт һесаблаймиз, тилға еиватимиз вә тәклип қиливатимиз. районда тинчлиқ вә муқимлиқни қайта орнитиш үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқниң бирси монтрө келишимидур. бу мәсилидә, барлиқ тәрәпләр билән сөһбәтлишиш вә көрүшүш арқилиқ бүгүнгичә болғиниға охшаш, бундин кейинму әстайидил, сәмимий вә очуқ-ашкара һалда монтрө келишиминиң иҗра қилинишини тәләп қилимиз. бу рамкида тинчлиқниң, муқимлиқниң вә хатирҗәмликниң давамлишиши үчүн тиришчанлиқ көрситимиз. бу мәсилидә һазирғичә барлиқ тәрәпләр бойсунди. һәр қетим монтрөниң һәммә тәрәпкә пайдилиқ икәнликини дәватимиз. монтрө келишимини бузушниң һечкимгә пайдиси йоқ. бу келишимгә мунасивәтлик тәрәпләрниң бойсунушиниң, тинчлиқ вә муқимлиқ үчүн муһим қәдәм икәнликини қайта-қайта тилға елишни давамлаштуруватимиз.»

у украинаниң марийупол шәһиридики түрк җамәсидә панаһлиниватқан түркийә пуқралирини тарқақлаштурушқа мунасивәтлик соалға: «у йәрләрдә гуруппа һалидики етишишлар бар. шуңа, тарқақлаштуруш җәрйанида йүз бериш еһтмали болған етишишлар сәвәбидин күтүп туруш мувапиқ көрүлди. тарқақлаштуруш үчүн тәрәпләр билән көрүшүватимиз. ташқи ишлар министиримиз бу мәсилә тоғрисида көрүшүшлирини давамлаштуруватиду, тарқақлаштуруш сүритини тезләштүрүш үчүн қолидин келишичә тиришиватиду. бу вәқә җумһур рәисимизниң күнтәртипидинму һечқачан чүшмиди» дәп җаваб бәрди.

у түркийәниң украинадики «A 400M» типлиқ айропилани тоғрисидики соалға: «инсанпәрвәрлик йардәм үчүн әвәткән икки данә айропиланимиз 23-феврал украинаға йетип барди. инсанпәрвәрлик йардәм әшйалирини украина мәсуллириға тапшурди. дәл қайтидиған вақитта, һава тәвәлики тақалди. биз мәзкур мәсилидә, һәм русийә һәмдә украина билән көрүшүватимиз. икки дөләтму мәсилигә көңүл бөлүватиду. һечқандақ зийан көрүлмәстин айропиланларни елип келиш үчүн тиришиватимиз, көрүшүшлиримизни давамлаштуруватимиз. кейинки күнләрдә у йәрдин иҗабий нәтиҗә чиқишини күтүватимиз» дәп җаваб бәрди.

у русийә портлирида сақлап туруватқан парахотлар тоғрисидики соалға: «русийә мәсуллири билән көрүштуқ. у парахотлар порттин чиқти вә түркийәгә қарап һәрикәт қилди. башқа парахотлар тоғрисидиму көрүшүватимиз» дәп җаваб бәрди.

у түркийә-гиретсийә мунасивәтлири һәққидики соалға: «сәмимий, очуқ-ашкара вә дуруст һалда учришиватимиз. икки дөләт мудапиә министирлиқлири оттурисидики ишәнчни күчәйтиш тәдбирлири йиғининиң биринчиси вә үчинчиси афенада, иккинчиси түркийәдә ечилди. төтинчи қетимлиқиму түркийәдә ечилиду. ишәнчни күчәйтиш тәдбирлири йиғини үчүн гиретсийә һәйитини әнқәрәдә күтимиз. буни гиретсийә дөләт мудапиә министири николаос панагийотополос билән көрүшкинимдә оттуриға қойдум» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر