чавушоғлу байрамов вә блинкен билән телефонлашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен билән телефонда көрүшти.

1796891
чавушоғлу байрамов вә блинкен билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, чавушоғлуниң әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов билән елип барған телефон сөһбитидә, украинадики өзгиришләр вә бу дөләттики тарқақлаштуруш мәсилилири музакирә қилинған.

чавушоғлуниң америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен билән елип барған телефон сөһбитидә, украинадики өзгиришләрдин сирт йәнә, икки тәрәп мунасивәтлири һәққидә өзара пикир алмаштурулған.

телефон сөһбити һәққидә америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «министир блинкен, америка қошма иштатлириниң украина хәлқини қоллиши, путиндин һесаб елиш тиришчанлиқлири һәққидә чавушоғлуға мәлумат бәрди. шундақла, украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллиши, еһтийаҗ туғулған һаман украинаға йардәм бериш тиришчанлиқлири мунасивити билән, түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر