әрдоған конгоға ваксина җәһәттә йардәм қилинидиғанклиқини ейтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған конго демократк җумһурийитигә ваксина хуш хәвирини бәрди.

1781946
әрдоған конгоға ваксина җәһәттә йардәм қилинидиғанклиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған африқа зийаритиниң биринчи бекити конго демократик җумһурийитигә йетип барди.

конго демократик җумһурийити пирезиденти феликс тшискеди (Felix Tshisekedi) җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни мурасим билән күтүвалди.

рәҗәп таййип әрдоған билән пирезидент феликс тшискеди айрим көрүшүш вә һәйәтләр ара көрүшүштин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған: «биз түркийә-африқа шериклик йиғинида қобул қилған хитабнамә вә һәрикәт пиланимиз билән 2022-йилдин 2026-йилғичә болған икки тәрәплик мунасивәтләр нуқтисидин пилан-пирограммиларни бекиттуқ. биз бу рамка ичидә, сәмимийлик вә қериндашлиқ асасида африқа дөләтлири билән болған мунасивәтлиримизни давамлиқ тәрәққий қилдуримиз. 100 миң данә вухән вируси ваксинасини елип кәлдим. сәһийә министирлиқимиз қисқа вақит ичидә, 1 милйон синовак ваксинаси вә 100 миң данә түрковак ваксинаси әвәтиду» деди.

пирезидент феликс тшискеди: «бүгүн түркийә-конго мунасивәтлиридә тарихий бир күн. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийарити икки дөләт мунасивәтлирини техиму йуқири көтүриду» деди.

рәҗәп таййип әрдоған африқа зийаритидә конго демократик җумһурийитидин башқа, сенегал вә гинә биссав қатарлиқ дөләтләрниму зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر