«түркийәниң тәбиий газ мәсилисидә һечқандақ қийинчилиқи йоқ»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  түркийәниң тәбиий газ мәсилисидә һечқандақ қийинчилиқиниң йоқлуқини ейтти.

1770157
«түркийәниң тәбиий газ мәсилисидә һечқандақ қийинчилиқи йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, гирәсунда аммиви хизмәтләрни ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, кәң хәлқ аммисиға хитаб қилип, түркийәниң тәбиий газ мәсилисидә һечқандақ қийинчилиқиниң йоқлуқиниң тәкитләп мундақ деди: «өзимизниң тәбиий газимиз бар, FSRU (ләйлимә LNG сақлаш вә газлаштуруш муәссәсә) миз бар, <туз көли> ниң астида тәбиий газ искилатлиримиз бар, җүмлидин, биз һәр җәһәттин тәдбир қоллиниватимиз. қисқиси, түркийәниң тәбиий газ мәсилисидә һечқандақ қийинчилиқи йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر