түркийә ирақ парламент башлиқиниң қорусиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә ирақ авам палатасиниң башлиқи муһәммәд әл һәлбусиниң қорусиға қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1768680
түркийә ирақ парламент башлиқиниң қорусиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ирақ авам палатасиниң башлиқи муһәммәд әл һәлбусиниң әнбар вилайитидики қорусиға қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, җавабкарларниң әң қисқа вақит ичидә ениқлап чиқилип, адаләткә тапшуруп берилишигә тиләкдашмиз, түркийә ирақниң терроризмға қарши күришини әң күчлүк шәкилдә қоллашни изчил давамлаштуриду.»

ирақ авам палатасиниң башлиқи муһәммәд әл һәлбусиниң әнбар вилайитигә қарашлиқ гарма наһийәсидики қорусиға түнүгүн қилинған башқурулидиған бомба һуҗумида 2 киши йариланғаниди.

00



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر