сойлу германийә ички ишлар министири билән көрүшти

ички ишлар министири сулайман сойлу германийә федератсийә җумһурийити ички ишлар вә дөләт ишлири министири нәнси файсер билән видео конферанс васитиси арқилиқ көрүшти.

1768594
сойлу германийә ички ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, учришишта, сойлу, геррманийә федератсийә җумһурийити ички ишлар вә дөләт ишлири министири нәнси файсер билән видео конферанс васитиси арқилиқ көрүшүп, униң йеңи вәзипигә тәйинләнгәнликини тәбриклигән, һәмдә бихәтәрлик вә терроризмға қарши күрәшни өз ичигә алған икки дөләтниң ички ишлар министирлиқлири оттурисида мувәппәқийәтлик һалда давамлаштурулуватқан һәмкарлиқ һәм дийалог механизминиң даирисини алдимиздики басқучтиму һәмраһлиқ вә мунасивәтләр арқилиқ техиму кеңәйтишни үмид қилидиғанлиқлирини билдүргән.

икки министирниң учришишида йәнә, тәртипсиз көчмликкә қарши күрәш, (түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида 2016 – йили көчмәнләр һәққидә имзаланған) 18 – март келишим лайиһәси, афғанистанниң нөвәттики вәзийити, терроризмға қарши күрәш мәсилилири вә йәр шариви өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر