октай шималий қибристики сайлам нәтиҗилириниң хәйрлик болушиға тиликдашлиқ билдүрди

муавин җумһур рәис фуат октай шималий қибрис түрк җумһурийитидә муддәттин бурун өткүзүлгән сайлам нәтиҗилириниң һәрқайси сийасий партийәләр вә қибрис түрклири үчүн хәйрлик болушиға тиликдашлиқ билдүрди.

1767708
октай шималий қибристики сайлам нәтиҗилириниң хәйрлик болушиға тиликдашлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: октай, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «шималий қибрис түрк җумһурийитидә муддәттин бурун өткүзүлгән сайлам нәтиҗилириниң һәрқайси сийасий партийәләр вә қибрис түрклири үчүн хәйрлик болушиға тиликдашмән. демократик муһит астида өткүзүлгән сайлам басқучидин кейин сайлап чиқилған парламент әзалирини тәбрикләймән, түркийә – шималий қибрис түрк җумһурийити оттурисидики көңүл риштисини техиму мустһкәмләп, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң тәрәққий қилиши үчүн ишлинидиған хизмәтләрдә мувәппәқийәт тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر