әрдоғанниң «техиму адил бир дунйа мумкин» намлиқ китаби әрәбләр арисиа зор қизиқиш қозғиди

қатарда өткүзүлгән 31-нөвәтлик доһа хәлқара китаб йәрмәнкисидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әрәбчигә тәрҗимә қилинған «техиму адил бир дунйа мумкин» намлиқ китаби кишиләрниң зор қизиқишини қозғиди.

1766935
әрдоғанниң «техиму адил бир дунйа мумкин» намлиқ китаби әрәбләр арисиа зор қизиқиш қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: һамид бин хәлифә унверситити нәшрийати мәсуллириниң билдүришичә, нура йамач тәрипидин тәрҗимә қилинған «техиму адил бир дунйа мумкин» намлиқ китаб 31-нөвәтлик доһа хәлқара китаб йәрмәнкисидә нәшрийатниң әң көп тәләп қилинған китаблириниң биригә айланған.

нәшрийатниң мудири бәшшар шәбару, «бу китаб тунҗи қетим хәлқаралиқ китаб йәрмәнкисидә орун алди. биз китабни 23-февралдин 5-мартқичә өткүзүлидиған масқат хәлқара китаб йәрмәнкисидиму оқурмәнләр вә қизиқидиғанларниң диққитигә сунушни давамлаштуримиз» деди.

бәшшар шәбару, җумһур рәис әрдоғанниң китабиға болған тәләпниң наһайити йуқири икәнликини тәкитләп, «йәрмәнкиниң ахириқи күнигә кәлгәнликимизгә қаримастин, зийарәтчиләр һазирму көпләп сетивелиш үчүн сәлдәк ақмақта» деди.

бу йил«илим нурдур» темисида 13- йанвардин 22 – йанварғичә өткүзүлидиған доһа хәлқара китаб йәрмәнкисигә 37 дөләттин 430 нәшрийат қатнашти.

парис қолтуқи районидики әң қәдимий вә әң чоң китаб йәрмәнкилириниң бири болған доһа хәлқара китаб йәрмәнкиси, 1972-йили тунҗи қетим өткүзүлгән вә узундин буйан һәр икки йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан болуп, 2002-йилдин кейин һәр йили бир қетим  өткүзүлидиған болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر