түркийә афғанистанға инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик һәрикитини ишқа кириштүриду

түркийә афғанистанға йәнә бир қетим йардәм қолини суниду.

1766607
түркийә афғанистанға инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик һәрикитини ишқа кириштүриду

түркийә авази радийоси хәвири: җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң рийасәтчиликидә инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик һәрикитиниң ишқа кириштүрүлүшигә мунасивәтлик қарарнамә, рәсмий гезиттә елан қилинди.

афғанистанда ачарчилиқ вә соғуқ һаварайи сәвәбидин инсанпәрвәрлик йардәмгә моһтаҗ пуқраларни қоллаш вә уларниң инсанпәрвәрлик еһтийаҗини қандуруш мәқситидә инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик һәрикити ишқа кириштүрүлиду.

бу даиридә, валий мәһкимилири, шәһәрлик һөкүмәтләр вә башқа дөләт орунлири вә тәшкилатлар тәрипидин топланған инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йөткәш, шәхсләр һәм дөләт орунлириниң вәкиллири тәрипидин биваситә ианә қилиниши үчүн, җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи тәрипидин дөләт банкилири йаки хусусий банкиларда һесабатлар ечилиду.

20 – авғусттин башлап дөләтлик йаки хусусий банкиларда ечилған һесабатларға йатқузулидиған ианә пулларму, инсанпәрвәрлик йардәм сәпәрвәрлик һәрикити даирисидә бир тәрәп қилиниду.

қарарнаминиң һөкүмлири җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң башлиқи тәрипидин иҗра қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر