ақар ирақ чеграсида

дөләт мудапиә министири хулуси ақар һәмраһлиқидики қоманданлар билән бирликтә ирақ чеграсида вәзәпә өтәватқан түркийә қисимлирини зийарәт қилди.

1766447
ақар ирақ чеграсида

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар, баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр,  қуруқлуқ армийә қомандани генерал муса авсәвәр, деңиз армийәси қомандани адмирал аднан өзбал вә һава армийәси қомандани генерал һәсән кучукақйуз қатарлиқлар билән бирликтә шернакқа йетип барди.

айродурумда валий әли һәмзә пәһливан вә башқа мәсуллар тәрипидин қарши елинған ақар, ирақ чеграсида вәзәпә өтәватқан түркийә қисимлирини зийарәт қилди, һәмдә хизмәтләрни көздин кәчүрди.

23-пийадә әскәрләр девизийәси қоманданлиқ иштабиниму зийарәт қилған ақар вә уник һәмраһлиқидики түркийә армийәси қоманданлири, чегра линийәси вә чегра линийәсиниң сиртидики қисимларниң қоманданлири билән йиғин өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر