букеле: түркийәниң тәрәққийатиниң бир парчиси болушни халаймиз

салвадор пирезиденти найб букеле, дөлитиниң түркийәниң зор дәриҗидә тәрәққий қилип, дунйада интайин муһим орунға өткәнликини көрүп йәткәнликини оттуриға қойди.

1766022
букеле: түркийәниң тәрәққийатиниң бир парчиси болушни халаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: салвадор пирезиденти найб букеле, дөлитиниң түркийәниң зор дәриҗидә тәрәққий қилип, дунйада интайин муһим орунға өткәнликини көрүп йәткәнликини оттуриға қойуп: «биз түркийәниң иқтисадий ешишиниң бир парчиси болушни халаймиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән пирезидент найиб букеле җумһур рәислик мәһкимисидә айрим вә һәйәтләр ара сөһбәтләрни өткүзүп, бир қатар келишимләрни имзалиғандин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

түркийәниң салвадор үчүн интайин муһим бир дөләт икәнликини вә түркийәдә зор йошурун күчниң барлиқини көрүп йәткәнликлирини тәкитлигән меһман пирезидент букеле: «түркийә зор дәриҗидә тәрәққий қилмақта. биз буни көрүватимиз. у һазир күчлүк, кәлгүсидә техиму күчлинип, дунйаға нисбәтән муһим орунға өтиду. бизму түркийәниң иқтисадий ешишиниң бир парчиси болушни, униңға һәмраһ болушни халаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر