түркийә исраилийәниң қуддустики тарқақлаштуруш қарарини әйиблиди

түркийә мустәмликә астидики шәрқий қуддусниң шәйх җәрраһ мәһәллисидә олтурушлуқ салиһиййә аилисиниң өйидин мәҗбурий көчүрүлүш вәқәсини әйиблиди.

1765537
түркийә исраилийәниң қуддустики тарқақлаштуруш қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, шәйх җәрраһ мәһәллисини мустәмликә астидики җайлардики пәләстинликләргә йүргүзүлгән тарқлаштуруш вә мәҗбурий көчүрүветиш қарарлириниң хәлқара қанунлар вә кишилик һоқуққа хилап икәнликини тәкитлиди.

байанатта, исраилийәниң қуддусниң нопус вә қануний салаһийитигә зийан йәткүзидиған бир тәрәплимә сийасәтлириниң икки дөләтлик һәл қилиш чариси вә үзүл – кесил тинчлиқ бәрпа қилиш муһитиға пайдисиз икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر