чавушоғлу җәнубий қибрис рим даирилиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, җәнубий қибрис рим даирилириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң ишхана ечишиға иҗазәт беришигә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1765880
чавушоғлу җәнубий қибрис рим даирилиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, җәнубий қибрис рим даирилириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д гә ишхана ечиш иҗазити бериши тоғрисида тохтилип: «түркийә йаки шималий қибрис түрк җумһурийитигә һуҗум қилип қалған тәқдирдә, буниң бәдилини еғир дәриҗидә төләткүзимиз» деди.

мәвлүт чавушоғлу естонийә ташқи ишлар министири ева марийа лиметс билән пайтәхт әнқәрәдә өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилди؛ у, рим даирилириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г гә ишхана ечишқа рухсәт қилиши тоғрисидики бир соалға җаваб берип, террорлуқ тәшкилатлиридин пайдилиниватқан дөләтләрниң барлиқини, бу тәшкилатларниң асаслиқи вакалитән урушларда ишқа селиниватқанлиқини, сүрийәдиму даешқа қарши күрәштә терроризмға қарши күрәш тониға орунуп туруп террорлуқ тәшкилатиға йардәм қилинғанлиқини әскәртти.

министир чавушоғлу: «рим тәрипиниңму террорлуқ тәшкилатиға, п к к ға бүгүнгичә йардәм қилип келиватқанлиқини билимиз. бу мәхпий иш әмәс. әмма, шуни дейишни халаймәнки, у йәрдә ишхана ечишиға рухсәт қилиниватиду, кейин бу йәрдин һәрқандақ бир тәһдит келип қалса, түркийә йаки шималий қибрис түрк җумһурийитигә, қибрис түрки қериндашлиримизға бирәр һуҗум қилинип қалса, буни бәдилини төләткүзимиз. бу бәдәл наһайити еғир болиду. шуңа улар от билән ойнашмисун, террорлуқ тәшкилатлири билән һәмкарлиқ орнатмисун» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر