шәнтоп қатарға кәтти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн қатарға кәтти.

1764879
шәнтоп қатарға кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп вә униң һәмраһлиқидики парламент әзалири һәйити, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани тәрипидин қобул қилиниду.

шәнтопниң, кейинчә қатар шура мәҗлисиниң рәиси һәссан бин абдуллаһ әлғаним вә қатар баш министири, қошумчә ички ишлар министири шәйх халид бин хәлифә бин абдуләзиз алсани билән көрүшүши пиланланмақта, һәмдә доһа иниститутини зийарәт қилип, «йеңи бир дунйа тәртипи қурулуши һарписида: достлуқлар, иттипақдашлар, һәмкарлиқлар» темисида нутуқ сөзлиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر