әрдоған русийә - украина җиддийчилики тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийәниң украинани бесивелиш еһтималини әмәлийәткә уйғун дәп қаримайдиғанлиқини ейтти.

1764595
әрдоған русийә - украина җиддийчилики тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: албанийә зийаритиниң ахирида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән җумһур рәис әрдоған , русийә – украина вәзийити тоғрисидиму тохталди.

өзиниң русийәниң украинани бесивелишини әмәлийәткә уйғун әһвал дәп қаримайдиғанлиқини билдүргән әрдоған, украинаниң адәттики дөләт әмәс, бәлки күчлүк дөләт икәнликини ейтти.

җумһур рәис әрдоған, русийәниң ишғал қилиш қәдимини бесиштин бурун пүтүн дунйа вәзийити вә өзиниң әһвалини тәкшүрүп көрүши керәкликини тәкитлиди.

у украинада зийарәттә болуватқан әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән телефонлишидиғанлиқини байан қилип, бу мәсилиләрни русийә пирезиденти виладимир путин биләнму музакирә қилиш керәкликини оттуриға қойғандин кейин сөзини давамлаштуруп: «чүнки бу районлар урушни әмди қобул қилалмайду. бундақ қилиш тоғриму әмәс. һазир биз урушни сийасәт тарихидин өчүрүшимиз керәк. <мән бир йәрниң земинини ишғал қилип еливалай> дегән логика билән бу ишлар йүрүшмәйду. һөрмәтлик путин билән өткүзгән һәр қетимлиқ учришишимизда қиримниң бесивелиниши мәсилисини қобул қилмайдиғанлиқимизни оттуриға қойуп келиватимән. ташқи ишлар министиримизму буни мәнсәпдашлири билән сөзлишип келиватиду. мундақчә ейтқанда, бизниң бу җәһәттики сийаситимиз ениқ» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған йәнә, американиң гиретсийәниң шәрқий ақдеңизда исраилийә вә җәнубий қибрис ром даирилири билән бирликтә ишқа ашурушни пиланлаватқан EastMed туруба йоли түрини қоллишини қайтурувалғанлиқи тоғрисида тохтилип: «бу әмәлийәттә ишқа ашурулидиған бир түр әмәс», деди вә американиң тәннәрхини һесаблаш арқилиқ бу түргә қизиқмиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

түркийә болмай туруп бундақ бир түрниң ройапқа чиқмайдиғанлиқини тәкитлигән әрдоған: «чүнки бу йәрдин йавропаға газ йоллинидиған болса, у пәқәт түркийә арқилиқла ишқа ашиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر